Chapa ya Youversion
Ikoni ya Utafutaji

Аләмниң яритилиши 48:15-16

Аләмниң яритилиши 48:15-16 HZUTCYR

Йүсүпкә бәхит тиләп, мундақ дуа қилди: «Бовилирим Ибраһим билән Исһақ йеқин әгәшкән Худа Бу икки нәврәмни бәхитлик қилғай. Мени бүгүнгичә йетәкләп кәлгән Худа Уларға бәхит ата қилғай. Мени пүтүн бала-қазалардин қутқузған периштә Уларға бәхит ата қилғай. Мениң намим, ата-бовам Ибраһим билән Исһақниң нами Бу балилар арқилиқ мәңгү давамлашқай. Улар нурғун әвлатлиқ болуп, йәр йүзидә гүлләп яшниғай».