Мисирдин чиқиш 36
36
1Бизалил, Оһолияб вә башқа уста һүнәрвәнләр, йәни Пәрвәрдигарниң қабилийәт ата қилиши билән ибадәт җайини қандақ ясашни билгән кишиләрниң һәммиси, Пәрвәрдигарниң көрсәтмиси бойичә шу хизмәтләрни қилсун.
Хәлиқниң һәдийәлири
2Муса, Бизалил билән Оһолияб вә Пәрвәрдигар қабилийәт ата қилған, көңли илһамлинип хизмәт қилишни халиған кишиләрни жиғди. 3Улар Мусадин исраилларниң ибадәт җайини ясашқа һәдийә қилған барлиқ соғиларни тапшурувалди. Һәр күни әтигәнлиги кишиләр өз мәйли билән соғилирини елип келәтти. 4Шуңа ибадәт җайини ясашқа қатнашқан устилар өз хизмәтлирини тохтитип, 5Мусаниң алдиға берип: «Кишиләр елип кәлгән һәдийәләр Пәрвәрдигар буйруған ибадәт җайини ясаш еһтияҗидин ешип кәтти!» дейишти.
6Шуңа Муса пүтүн қараргаһтикиләрниң әнди ибадәт җайи үчүн һәдийә қилмаслиғини буйриди. Кишиләр болса соға елип келишни шундила тохтатти. 7Тапшурувелинған һәдийәләр пүтүн ибадәт җайиға йетип, һәтта ешип қалди.
Ибадәт чедириниң ясилиши
8Хизмәтчи хадимлар ичидики уста һүнәрвәнләр Пәрвәрдигарниң ибадәт чедирини он данә йопуқтин ясиди. Бу йопуқлар кәндир жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин тоқулуп, үстигә қоли чевәр уста тәрипидин қанатлиқ периштәләрниң сүрити нәпис кәштиләнди. 9Һәр бир йопуқниң чоң-кичиклиги охшаш һалда, узунлуғи он төрт метр, кәңлиги икки метрдин қилинди. 10Йопуқларниң бәши бир парчә, қалған бәши йәнә бир парчә қилинип уланди. 11Уланған һәр бир чоң парчиниң әң четидикисигә көк рәңлик изма тикилди. 12Йопуқниң бир парчисиниң әң четидикисигә әллик изма, йәнә бир парчисиниң әң четидикисигиму әллик изма тикилди. 13Әллик алтун илмәк ясилип, икки парчә йопуқ туташтурулди.
14Ибадәт чедирини йепиш үчүн өшкә жуңидин он бир парчә қелин йопуқ рәхт тоқулди. 15Йопуқларниң һәр бириниң чоң-кичиклиги охшаш болуп, узунлуғи он бәш метр, кәңлиги икки метрдин болди. 16Йопуқларниң бәш даниси бир парчә, қалған алтиси йәнә бир парчә қилинип уланди. 17Биринчи чоң йопуқниң әң четидики парчисигә әллик изма, йәнә бир чоң йопуқниң әң четидикисигиму әллик изма тикилди. 18Мистин әллик илмәк ясилип, улар измиларға өткүзүлүп, икки парчә йопуқ бир-биригә улинип, бир пүтүн йопуқ қилинди. 19Буниңдин башқа, чедирни қаплаш үчүн, қизил боялған қошқар терисидин вә нәпис ишләнгән теридин йәнә икки парчә чедир йопуғи ясалди.
20Ибадәт чедирини көтирип туруш үчүн акация яғичидин рама ясалди. 21Һәр бир раминиң узунлуғи бәш метр, кәңлиги йәтмиш бәш сантиметр болди. 22Һәр бир рамиға бир-бирини туташтуридиған иккидин улиғучи ясалди. Һәммә рамиларда шундақ улиғуч болди. 23Чедирниң җәнуп тәрипигә жигирмә рама ясалди. 24Рамиларниң тегигә күмүчтин қириқ данә пут ясилип, һәр бир раминиң тегигә иккидин орнитилди. 25Йәнә чедирниң шимал тәрипигиму жигирмә рама ясилип, 26булар үчүнму күмүчтин қириқ данә пут ясилип, һәр бир раминиң тегигә иккидин тәйярланди. 27Лекин чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрипкә қаритип алтә рама ясалди. 28Чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки рама ясалди. 29Рамилар бир-биригә йеқин қоюлуп, уларниң учи бир чәмбәргә киргүзүлүп муқумлаштурулди. Икки дохмушни һасил қилидиған һәр икки рама шундақ ясалди. 30Демәк, чедирниң ғәрип тәрипидә сәккиз рама болуп, һәр бир раминиң тегидә иккидин җәми он алтә данә күмүч пут болди.
31Буниңдин башқа акация яғичидин он бәш тоғра балдақ ясалди. Булардин чедирниң бир йенидики рамиларға бәш данә, 32йәнә бир йенидики рамиларға бәш данә һәм чедирниң кәйни тәрипидики ғәрипкә қарайдиған рамиларғиму бәш данә орнитилди. 33Рамиларниң оттурисиға четилидиған оттура балдақ чедирниң бир бешидин йәнә бир бешиға йәткүзүлүп ясалди. 34Рамилар вә балдақлар алтун билән қапланди, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларму алтундин ясалди.
35Кәндир жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин бир пәрдә тоқулуп, униңға қоли чевәр устилар тәрипидин қанатлиқ периштәләрниң сүрити кәштиләнди. 36Бу пәрдә акация яғичидин ясалған төрт данә түврүккә бәкитилгән алтун илмәкләргә есилди. Түврүкләр алтун билән қаплинип, күмүчтин ясалған төрт путниң үстигә орнитилди. 37Буниңдин башқа, кәндир жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин ибадәт чедириниң кириш ағзиға кәштиләнгән бир пәрдә тоқулди. 38Пәрдини есиш үчүн акация яғичидин бәш данә түврүк ясилип, түврүк беши алтун билән қапланди. Түврүкләрдә алтун илмәкләр болди һәм мистин бәш данә түврүк пути ясалди.
Iliyochaguliwa sasa
Мисирдин чиқиш 36: HZUTCYR
Kuonyesha
Shirikisha
Nakili
Je, ungependa vivutio vyako vihifadhiwe kwenye vifaa vyako vyote? Jisajili au ingia
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: