Chapa ya Youversion
Ikoni ya Utafutaji

Мисирдин чиқиш 26

26
Ибадәт чедири
1— Ибадәт чедири он данә йопуқтин ясалсун. Бу йопуқлар кәндир жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин тоқулуп, үстигә қоли чевәр устилар тәрипидин қанатлиқ периштәләрниң сүрити нәпис кәштиләнсун. 2Һәр бир йопуқниң чоң-кичиклиги охшаш һалда узунлуғи он төрт, кәңлиги икки метрдин қилинсун. 3Йопуқларниң бәши бир парчә, қалған бәши йәнә бир парчә қилинип улансун. 4Уланған һәр бир чоң парчиниң әң четидикисигә көк рәңлик изма тикилсун. 5Шундақ қилип, йопуқниң бир парчисиниң әң четидикисигә әллик изма, йәнә бир парчисиниң әң четидикисигиму әллик изма тикилсун. 6Әллик алтун илмәк ясап, икки парчә йопуқ туташтурулсун.
7Ибадәт чедирини йепиш үчүн өшкә жуңидин он бир парчә қелин йопуқ рәхт тоқуңлар. 8Йопуқларниң һәр бириниң чоң-кичиклиги охшаш болуп, узунлуғи он бәш, кәңлиги икки метрдин болсун. 9Йопуқларниң бәш даниси бир парчә, қалған алтиси йәнә бир парчә қилинип улансун. Алтинчи парчә йопуқни икки қәвәт қилип қатлап ибадәт чедириниң алди тәрипигә саңгилитип қоюңлар. 10Биринчи чоң йопуқниң әң четидики парчисигә әллик изма, йәнә бир чоң йопуқниң әң четидикисигиму әллик изма тикиңлар. 11Мистин әллик илмәк ясап, уларни измиларға өткүзүп, икки парчә йопуқни бир-биригә улап бир пүтүн йопуқ қилиңлар. 12Чедир йопуғиниң ешип қалған йерим парчиси чедирниң кәйнигә саңгилап турсун. 13Йопуқниң икки тәрипидики ешип қалған парчиси болса, икки тәрәпкә йерим метр саңгилап, чедирни йепип турсун. 14Буниңдин башқа, чедирни қаплаш үчүн қизил боялған қошқар терисидин вә нәпис ишләнгән теридин йәнә икки парчә чедир йопуғини ясаңлар.
15Ибадәт чедирини көтирип туруш үчүн акация яғичидин рама ясаңлар. 16Һәр бир раминиң узунлуғи бәш метр, кәңлиги йәтмиш бәш сантиметр болсун. 17Һәр бир раминиң бир-бирини туташтуридиған иккидин улиғучиси болсун. Һәммә рамиларда шундақ улиғуч болсун. 18Чедирниң җәнуп тәрипигә жигирмә рама тикләнсун. 19Рамиларниң тегигә күмүчтин қириқ данә пут ясалсун. Һәр бир рамини икки пут көтирип турсун. 20-21Чедирниң шимал тәрипигиму жигирмә рама тикләп, улар үчүнму күмүчтин қириқ данә пут ясап, улар һәр бир раминиң тегигә иккидин орнитилсун. 22Чедирниң кәйни тәрипидә, йәни ғәрипкә қаритип алтә рама тикләнсун. 23Чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки рама қоюлсун. 24Рамилар бир-биригә йеқин қоюлуп, уларниң учи бир чәмбәргә киргүзүлүп муқумлаштурулсун. Икки дохмушни һасил қилидиған һәр икки рама шундақ ясалсун. 25Бу тәрипидә сәккиз рама болуп, һәр бир раминиң тегидә иккидин җәми он алтә данә күмүч пут болсун.
26Буниңдин башқа, акация яғичидин он бәш данә тоғра балдақ ясаңлар. Булардин ибадәт чедириниң бир йенидики рамиларға бәш данә, 27йәнә бир йенидики рамиларға бәш данә, чедирниң кәйни тәрипидики ғәрипкә қарайдиған рамиларға бәш данә орнитилсун. 28Рамиларниң оттурисиға четилидиған оттура балдақ чедирниң бир бешидин йәнә бир бешиға йәткүзүлүп ясалсун. 29Рамилар вә балдақлар алтун билән қаплансун, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларму алтундин ясалсун. 30Ибадәт чедири Мән саңа тағда көрсәткән нусха бойичә ясалсун.
31Қоли чевәр устилар тәрипидин көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип һәм кәндир жиптин бир пәрдә тоқулуп, униңға қанатлиқ периштәләрниң сүрити нәпис кәштилинип, 32акация яғичидин ясалған төрт түврүккә орнитилған алтун илмәкләргә есип қоюлсун. Түврүкләр алтун билән қаплинип, күмүчтин ясалған төрт путниң үстигә орнитилсун. 33Пәрдә чедир йопуғидики қатар илмәкләрниң астидин саңгилитип қоюлсун, пәризләр йезилған икки таш тахта селинған келишим сандуғи пәрдиниң кәйнигә қоюлсун. Бу пәрдә әң муқәддәс җай билән муқәддәс җайни айрип турсун. 34Сандуқниң ағзи, йәни «Меһир-шәпқәт тәхти» әң муқәддәс җайдики келишим сандуғиниң үстигә орнитилсун. 35Үстәл әң муқәддәс җайниң сиртида, йәни ибадәт чедири ичидики шимал тәрәпкә, чирақдан чедир ичидики җәнуп тәрәпкә қоюлсун.
36Буниңдин башқа, кәндир жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин ибадәт чедириниң кириш ағзиға кәштиләнгән бир ишик пәрдиси тоқулсун. 37Ишик пәрдисигә акация яғичидин бәш данә түврүк ясилип, түврүк беши алтун билән қаплансун. Түврүкләрдә алтун илмәкләр болсун һәм мистин бәш данә түврүк пути ясалсун.

Kuonyesha

Shirikisha

Nakili

None

Je, ungependa vivutio vyako vihifadhiwe kwenye vifaa vyako vyote? Jisajili au ingia