YouVersion လိုဂို
ရွာရန္ အိုင္ကြန္

Аләмниң яритилиши 50

50
Яқупниң дәпнә қилиниши
1Йүсүп атисиниң җәсидигә өзини ташлап, һәсрәт билән жиғлап, униң үзини сөйди. 2Кейин Йүсүп қол астидики тевиплириға атисиниң җәсидини момлашни буйриди. 3Улар адәтлири бойичә қириқ күн ичидә җәсәтни чириштин сақлаш хизмитини тамамлиди. Мисирлиқлар униңға йәтмиш күн матәм тутти.
4Қарилиқ тутуш мәзгили өткәндин кейин, Йүсүп падишаниң әмәлдарлириға:
— Еғир көрмисәңлар, падишаға мундақ дәңлар: 5Атам җан үзүш алдида мени өзини Қананда тәйярлап қойған йәрликкә қоюшумға қәсәм қилдурған еди. Шуниң үчүн маңа рухсәт бәрсә, у йәргә берип атамни дәпнә қилип кәлсәм, — деди.
6Падиша униңға:
— Барсун, атисиға бәргән қәсими бойичә дәпнә қилсун, — дәп җавап қайтурди.
7Буниң билән Йүсүп атисини дәпнә қилғили кәтти. Падишаниң барлиқ хизмәткарлири, орда әмәлдарлири вә Мисирдики көзгә көрүнгән әрбаплар Йүсүп билән биллә беришти. 8Йүсүпниң пүтүн аилиси, қериндашлири вә атисиниң җамаәтлириму униң билән биллә барди, пәқәт Йүсүпниң кичик балилири вә қой-калилирила Гошәндә қалған еди. 9Униң билән биллә барғанларниң ичидә йәнә җәң һарвулириға олтарғанлар вә атлиқларму бар еди. Шундақ қилип, улар гоя чоң бир қошундәк болди.
10Улар Иордан дәриясиниң нерисидики Атад дегән йәрдики хаманға кәлгәндә, қаттиқ жиға-зар қилишти. Йүсүпләр у йәрдә йәттә күн һаза тутти. 11Буни көргән қананлиқлар: «Мисирлиқларниң дәпнә мәрасими немә дегән дағдуғилиқ», дейишкән еди. Шуңа бу йәргә Абел-Мизраим #50:11 Абел-Мизраим — «мисирлиқларниң һаза тутуши» дегән мәнани билдүриду. дәп нам қоюлди.
12Шундақ қилип, Яқупниң оғуллири атисиниң тапшуруғи бойичә 13униң җәсидини Қананға апирип, Мамрәниң шәрқидики Макпелаһ­тики өңкүргә дәпнә қилди. Бу өңкүр Ибраһим хит қәбилисидин болған Әфрондин қәбирстанлиқ үчүн сетивалған етизлиқта еди. 14Йүсүп атисини дәпнә қилип болуп, өз қериндашлири вә дәпнә мәрасимиға қатнашқан барлиқ кишиләр билән биллә Мисирға қайтип кәлди.
Йүсүпниң қериндашлирини хатирҗәм қилиши
15Йүсүпниң атиси өлгәндин кейин, униң қериндашлири: «Әгәр Йүсүп көңлидә бурун униңға яманлиқ қилғинимиз үчүн адавәт сақлап, биздин интиқам алимән десә, қандақ қилимиз?» дәп ойлашқан еди. 16Шуңа улар бир киши арқилиқ Йүсүпкә:
— Атимиз җан үзүш алдида, 17бизгә саңа буни ейтип қоюшимизни тапилиған: «Акилириң саңа яманлиқ қилип қойди. Уларниң гунайини кәчүрүм қиливәт». Шуниң үчүн сәндин бизниң хаталиғимизни кәчүрүм қилишиңни сораймиз. Биз болсақ, атаң ибадәт қилған Худаниң хизмәткарлири, — дәп сөз йәткүзди.
Йүсүп бу сөзни аңлап жиғлавәтти.
18Андин Йүсүпниң қериндашлири униң алдиға берип, беши йәргә тәккичә тазим қилип, мундақ деди:
— Биз сениң қулуң болайли!
19Йүсүп уларға:
— Қорқмаңлар! Мән һөкүм қилип җазалайдиған Худа әмәсмән! 20Силәр әслидә маңа зиянкәшлик қилмақчидиңлар, лекин Худа нурғун кишиләрниң һаятини сақлап қелиш үчүн, яман ишиңларни яхши ишқа айландурди. Бүгүн мана шунчә нурғун кишиләр һаят қалди. 21Силәр қорқмаңлар. Мән чоқум силәргиму, пәрзәнтлириңларғиму ғәмхорлуқ қилимән, — деди.
Йүсүп қериндашлириға меһриванлиқ билән тәсәлла берип, уларни хатирҗәм қилди.
Йүсүпниң аләмдин өтүши
22Йүсүп вә униң атисиниң уруқ-җамаити Мисирда олтирақлишип қалған еди. Йүсүп бир йүз он йешида аләмдин өтти. 23Униң өмри шунчилик узун болдики, у һәтта оғли Әфраимниң үчинчи әвладини көрүшкә муйәссәр болған. Йүсүп Манассәниң оғли Макирниң оғуллириниму өз қойниға алған. 24У қериндашлириға:
— Мән аләмдин өтүшкә аз қалдим. Худа чоқум силәргә көңүл бөлүп, силәрни бу йәрдин елип, Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа вәдә қилип бәрмәкчи болған зиминиға башлап бариду, — деди.
25Йүсүп қериндашлириға йәнә:
— Худа силәргә ғәмхорлуқ қилип, силәрни у йәргә елип кәткән вақитта, мениң җәсидимни биллә елип кетишкә мениң алдимда қәсәм қилиңлар! — деди.
26Йүсүп бир йүз он йешида Мисирда аләмдин өтти. Улар униң җәсидини чириштин сақлаш үчүн момлап, сандуққа селип қойди.

လက္ရွိေရြးခ်ယ္ထားမွု

Аләмниң яритилиши 50: HZUTCYR

အေရာင္မွတ္ခ်က္

မၽွေဝရန္

ကူးယူ

None

မိမိစက္ကိရိယာအားလုံးတြင္ မိမိအေရာင္ခ်ယ္ေသာအရာမ်ားကို သိမ္းဆည္းထားလိုပါသလား။ စာရင္းသြင္းပါ (သို႔) အေကာင့္ဝင္လိုက္ပါ