YouVersion လိုဂို
ရွာရန္ အိုင္ကြန္

Мисирдин чиқиш 1

1
Исраилларниң Мисирда тартқан азаплири
1Яқупниң һәр қайси оғуллири өз бала-җақилирини елип, Яқуп билән биллә Мисирға барди. Униң оғуллириниң исимлири 2Рубен, Шимон, Лавий, Йәһуда, 3Иссакар, Зәбулун, Бинямин, 4Дан, Нафтали, Гад вә Ашер еди. 5Уларниң һәммиси Яқупниң беваситә әвлатлири болуп, җәми йәтмиш киши еди. Яқупниң йәнә бир оғли Йүсүп бу вақитта аллиқачан Мисирда еди.
6Кейин Йүсүп вә униң қериндашлири һәм барлиқ замандашлири аләмдин өтти. 7Шундақтиму Исраилниң (йәнә бир исми Яқуп) әвлат­лири тез көпийип, у йәрни толтурди вә хелә күчийип қалди.
8Кейин Йүсүпниң Мисир хәлқигә қилған яхшилиқлиридин хәвири болмиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти. 9У мисирлиқ­ларға:
— Бу исраилларниң бизгә қариғанда көпийип, биздинму күчийип кетиватқанлиғиға қараңлар! 10Әң яхшиси әқиланә тәдбир қоллинип, буниң алдини елишимиз керәк. Ундақ болмиғанда, мабада уруш болуп қалса, улар дүшмәнләр билән бирлишип бизгә һуҗум қилип, бу йәрдин қечип кетиши мүмкин, — деди.
11Буниң билән мисирлиқлар исраилларни еғир әмгәкләр билән езиш үчүн, әмгәк назарәтчилирини тайинлиди. Улар исраилларға, падиша үчүн Питом вә Рәмис намлиқ тәминләш мәркизи қилинған шәһәрләрни салдурди. 12Лекин мисирлиқлар исраилларни қанчә әзгәнсири, улар шунчә көпийип, дөләтниң башқа йәрлиригиму тарқалди. Бу сәвәптин мисирлиқлар исраиллардин қорқуп, 13уларни техиму еғир ишларға салди. 14Мисирлиқлар уларни лайчилиқ, кесәк қуюш вә етиз-ериқ ишлирини қилиштәк еғир әмгәкләргә селип, интайин қаттиқ азапларға дучар қилди.
15Мисир падишаси йәнә Сәхра вә Пува исимлиқ икки нәпәр ибраний #1:15 Ибраний — қедимки йәһудийларни, йәни исраилларни көрситиду. туғут анисиға:
16— Силәр ибраний аяллирини туғдурған вақтиңларда, бовақниң оғул яки қиз екәнлигигә қараңлар. Әгәр оғул туғулса, бовақни өлтүрүветиңлар; қиз туғулса, тирик қалдуруңлар, — деди.
17Лекин бу икки туғут аниси Худаға садақәтмән болғачқа, падиша­ниң әмригә бойсунмай, оғул бовақларни өлтүрмиди. 18Шуңа падиша уларни чақиртип:
— Бу силәрниң немә қилғиниңлар? Немә үчүн оғул бовақларни өлтүрмидиңлар? — дәп сориди.
19Улар:
— Ибраний аяллири Мисир аяллириға охшимайду. Улар наһайити сағлам келиду. Биз йетип барғичә өзлири туғуп болиду, — дәп җавап беришти. 20-21Туғут анилири Худаға садақәтмән болғанлиғи үчүн, Худа уларға ғәмхорлуқ қилип, өз аилилирини қуруш шәривини ата қилди. Исраиллар давамлиқ көпийип, техиму күчәйди.
22Буниң билән Мисир падишаси пүтүн пухралириға:
— Исраиллардин туғулған оғул бовақларниң һәммисини Нил дәриясиға ташлаңлар, қиз балиларнила тирик қалдуруңлар, — дәп әмир қилди.

လက္ရွိေရြးခ်ယ္ထားမွု

Мисирдин чиқиш 1: HZUTCYR

အေရာင္မွတ္ခ်က္

မၽွေဝရန္

ကူးယူ

None

မိမိစက္ကိရိယာအားလုံးတြင္ မိမိအေရာင္ခ်ယ္ေသာအရာမ်ားကို သိမ္းဆည္းထားလိုပါသလား။ စာရင္းသြင္းပါ (သို႔) အေကာင့္ဝင္လိုက္ပါ