Әгәр пәрзәнтлириңлар силәрдин: «Бу қандақ мәрасим?» дәп сориса, силәр: «Бу «Өтүп кетиш» күнини хатириләш үчүн, Пәрвәрдигарға атилип қилинған қурванлиқ мәрасимидур. Чүнки Пәрвәрдигар Мисирда мисирлиқларниң җенини алған кечидә у биз исраилларниң өйлиридин өтүп кетип, мисирлиқларни өлтүрүп, аилилиримизни сақлап қалған», дәңлар.
Исраиллар бу сөзләрни аңлап, башлирини егип Худаға сәҗдә қилишти.