Аләмниң яритилиши 46
46
Яқупниң пүтүн аилисини елип Мисирға бериши
1Исраил пүтүн мал-мүлүклирини жиғиштуруп, Бәәршәбаға келип, у йәрдә атиси Исһақ етиқат қилған Худаға атап қурванлиқ қилди. 2Шу кечә униңға бир алаһидә көрүнүш көрүнүп, Худа уни:
— Яқуп, Яқуп! — дәп чақирди.
— Ләббәй, — дәп җавап бәрди у.
3Худа униңға:
— Мән Худа, сениң атаң етиқат қилған Худадурмән. Сән Мисирға бериштин қорқма, чүнки Мән у йәрдә сениң әвлатлириңни улуқ бир хәлиқ қилимән. 4Мән сән билән биллә Мисирға берип, андин әвлатлириңни чоқум бу зиминға қайтуруп келимән. Сән аләмдин өткәндә, Йүсүп йениңда болиду, — деди.
5Яқуп Бәәршәбадин йолға чиқти. Униң оғуллири уни вә хотун-балилирини Мисир падишаси әвәткән һарвуларға олтарғузуп, 6Қананда тапқан мал-варанлири билән тәәллуқатлирини елип, Мисирға қарап маңди. Шундақ қилип, Яқуп пүтүн әвлатлирини елип Мисирға кәлди. 7Оғул-қизлири вә оғул-қиз нәврилириму биллә барди.
8Исраил дәпму аталған Яқуп билән биллә Мисирға барған әвлатлириниң исимлири төвәндикичә:
Яқупниң чоң оғли Рубен 9вә униң оғуллири: Һанух, Паллу, Һесрон вә Карми қатарлиқлар.
10Шимон вә униң оғуллири: Йемуил, Ямин, Оһад, Якин, Сохар вә қананлиқ аялидин болған Шаул қатарлиқлар.
11Лавий вә униң оғуллири: Гәршон, Коһат вә Мәрари қатарлиқлар.
12Йәһуда вә униң оғуллири: Шалаһ, Парәс вә Зәраһ қатарлиқлар. Йәһуданиң йәнә Ер вә Онан дегән оғуллири болуп, улар Қананда өлүп кәткән еди.
Парәсниң оғуллири: Һесрон билән Һамул.
13Иссакар вә униң оғуллири: Толаһ, Пува, Йоп вә Шимрон қатарлиқлар.
14Зәбулун вә униң оғуллири: Сәрәд, Әлон вә Яхлил қатарлиқлар.
15Жуқуридикиләр Леяһ Паддан-Аррамда Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, қизи Дина билән җәми оттуз үч нәпәр еди.
16Гад вә униң оғуллири: Сәфон, Һагги, Шуний, Езбон, Әри, Ароди вә Арели қатарлиқлар.
17Ашер вә униң пәрзәнтлири: оғуллири Йимна, Йишва, Йишви, Бәрия вә қизи Сәраһ. Бәрияниң оғуллири: Һебәр вә Малкел еди.
18Жуқуридикиләр Лабанниң қизи Леяһқа қиз хизмәткар қилип бәргән Зилпа Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, улар җәми он алтә нәпәр еди.
19Яқупниң аяли Раһилә униңға икки оғул туғуп бәргән болуп, улар Йүсүп билән Бинямин еди. 20Йүсүп Мисирда Он шәһириниң роһанийи Потифераниң қизи Асенаттин Манассә вә Әфраим исимлиқ икки оғул тапқан еди.
21Биняминниң оғуллири: Бела, Бекәр, Ашбел, Гера, Наман, Әһи, Рош, Муппим, Һуппим вә Арид қатарлиқлар.
22Жуқуридикиләр Раһилә Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, җәми он төрт нәпәр еди.
23Дан вә униң оғли Һушим.
24Нафтали вә униң оғуллири: Яхсиил, Гуни, Йәсәр вә Шилләм қатарлиқлар.
25Жуқуридикиләр Лабанниң қизи Раһиләгә қиз хизмәткар қилип бәргән Билһа Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, җәми йәттә нәпәр еди.
26Демәк, Яқупниң келинлирини һесапқа алмиғанда, Яқуп билән биллә Мисирға барған өз әвлатлири җәми атмиш алтә киши еди. 27Йүсүпниң Мисирда тапқан икки оғлини қошқанда, Яқуп җамаитиниң Мисирдики нопуси җәми йәтмиш #46:27 Бу бапниң 15, 18, 22, 25-айәтлиридә тилға елинған адәм санини қошқанда Мисирға барғанлар җәми 70 адәм болиду. Бирақ бу айәттә тилға елинған 66 адәм ичигә Йүсүпниң икки оғли — Манассә билән Әфраим, шундақла Йәһуданиң Қананда өлүп кәткән икки оғли — Ер билән Онан қошулмиған. киши болди.
Яқуп вә униң җамаитиниң Мисирға йетип келиши
28Яқуп Йүсүп билән Гошән вилайитидә көрүшүш үчүн, Йәһудани униң йениға йөнилишини уқуп келишкә әвәтти. Яқуплар Гошәнгә кәлгинидә, 29Йүсүп вәзирлик һарвусида олтирип, атисиниң алдиға барди. Улар дидар көрүшүш биләнла Йүсүп атисини қучақлап, узаққичә жиғлиди. 30Исраил Йүсүпкә:
— Мән сениң һаят екәнлигиңни өз көзүм билән көрдүм. Әнди өлүп кәтсәмму разимән! — деди.
31Андин Йүсүп қериндашлири вә чоң өйдикилиригә мундақ деди:
— Мән падишаға силәрниң Қанандин бу йәргә көчүп кәлгәнлигиңларни мәлум қилай. 32Униңға силәрниң чарвичи екәнлигиңларни, мал-мүлкүңларни елип кәлгәнлигиңларни ейтай. 33Падиша силәр билән көрүшүп, кәспиңларни сориса, 34униңға: «Биз кичигимиздин тартип чарвичилиқ қилип кәлгән. Ата-бовилиримизму чарвичи еди», дәңлар. Шуниң билән у силәрни өз хәлқидин айрип, Гошәнгә орунлаштуриду, — деди.
Йүсүпниң бундақ дейишидики сәвәп, мисирлиқлар мал баққучиларни пәқәт көзгә илматти.
လက္ရွိေရြးခ်ယ္ထားမွု
Аләмниң яритилиши 46: HZUTCYR
အေရာင္မွတ္ခ်က္
မၽွေဝရန္
ကူးယူ

မိမိစက္ကိရိယာအားလုံးတြင္ မိမိအေရာင္ခ်ယ္ေသာအရာမ်ားကို သိမ္းဆည္းထားလိုပါသလား။ စာရင္းသြင္းပါ (သို႔) အေကာင့္ဝင္လိုက္ပါ
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: