Аләмниң яритилиши 39
39
Йүсүп билән Потифарниң аяли
1Исмаил қәбилисидики содигәрләр Йүсүпни Мисирға әкелип, Мисир падишасиниң бир әмәлдари — ясавуллар башлиғи Потифарға сатқан еди. 2Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болуп, униң һәммә ишлирини оң қилди. У мисирлиқ ғоҗайининиң өйидә турди. 3Потифар Пәрвәрдигарниң Йүсүпкә яр болуп, униң һәммә ишлирини оң қилғанлиғини байқиди. 4Потифар униңдин рази болуп, уни шәхсий ярдәмчи қилип, аилә ишлири вә пүткүл тәәллуқатини башқурушқа тайинлиди. 5Шу вақиттин башлап Пәрвәрдигар Потифарниң пүтүн аилисигә, мал-чарвилириға вә териқчилиғиға бәхит ата қилди. 6Потифар һәммини Йүсүпниң башқурушиға тапшуруп, өзиниң йемәк-ичмигидин башқа, һеч иш билән кари болмайдиған болди.
Йүсүп келишкән, чирайлиқ жигит еди. 7Узун өтмәй униңға ғоҗайининиң аялиниң көзи чүшүп қелип, униңға:
— Кәл, мән билән бир орунда ят! — деди.
8Йүсүп рәт қилип:
— Ойлап көрүң, ғоҗайиним барлиқ тәәллуқатини мениң башқурушумға тапшурди. Мән болғачқа, у пүтүн аилә ишлириға баш қатурмайду. 9Бу аилидә мән униңға охшаш һоқуқлуқ. Сиздин башқа һәммини маңа тапшурди. Сиз униң аяли турсиңиз, мән қандақму бундақ әхлақсиз ишни қилип, Худаниң алдида гунакар болай? — деди.
10Потифарниң аяли һәр күни шерин сөзләр билән Йүсүпни өзигә қаратсиму, Йүсүп униң билән бир орунда ятмақ түгүл, униң билән бир йәрдә олтиришниму рәт қилип кәлди.
11Бир күни Йүсүп өз иши билән өйгә кирди. У чағда өйдә башқа хизмәтчиләр йоқ еди. 12Потифарниң аяли Йүсүпниң тониға есиливелип:
— Кәлгин, бир орунда ятайли! — деди. Бирақ Йүсүп қечип, ташқириға чиқип кәтти. Тони болса, аялниң қолида қалди. 13У Йүсүпниң тонини ташлап қечип чиқип кәткинини көрүп, 14чуқан селип, өй хизмәтчилирини чақирип, уларға:
— Қараңлар, ерим әкәлгән ибраний қул бизгә һақарәт кәлтүрди. У мениң һоҗрамға кирип, номусумға тәгмәкчи болған еди, мән авазимниң баричә вақиридим. 15У мениң вақириғинимни аңлап, тонини елишқиму үлгирәлмәй, қечип чиқип кәтти, — деди.
16У Йүсүпниң тонини бәрмәй, ериниң келишини күтти. 17Ери кәлгәндә, униңға мундақ деди:
— Сиз әкәлгән һелиқи ибраний қул мениң һоҗрамға кирип, маңа һақарәт кәлтүрди. 18Мән вақириған едим, у тонини елишқиму үлгирәлмәй, қечип чиқип кәтти.
19Йүсүпниң ғоҗайини аялиниң: «Сениң қулуңниң маңа қилған муамилиси мана!» дегән сөзини аңлап, интайин ғәзәпләнди. 20У Йүсүпни тутуп, орда зинданиға қамап қойди. Буниң билән Йүсүп у йәрдә қамақта болуп қалди.
21Лекин Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болуп, униңға меһир-шәпқәт көрсәтти. Шуңа зиндан башқурғучи уни яхши көрүп қелип, 22уни зиндандики башқа җинайәтчиләрни башқуруш вә зиндан ишлириға җавапкәр болушқа тайинлиди. 23Йүсүп җавапкәр ишларға зиндан башқурғучи баш қатурмайдиған болди. Чүнки Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болғачқа, у башқурған һәммә ишлар оңушлуқ болған еди.
လက္ရွိေရြးခ်ယ္ထားမွု
Аләмниң яритилиши 39: HZUTCYR
အေရာင္မွတ္ခ်က္
မၽွေဝရန္
ကူးယူ

မိမိစက္ကိရိယာအားလုံးတြင္ မိမိအေရာင္ခ်ယ္ေသာအရာမ်ားကို သိမ္းဆည္းထားလိုပါသလား။ စာရင္းသြင္းပါ (သို႔) အေကာင့္ဝင္လိုက္ပါ
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: