YouVersion လိုဂို
ရွာရန္ အိုင္ကြန္

Аләмниң яритилиши 35

35
Худаниң Бәйтәлдә Яқупқа бәхит ата қилиши
1Худа Яқупқа:
— Сән акаң Әсавдин қечип Һаранға маңғиниңда, Бәйтәл шәһиридә саңа көрүнгән Худа Мән болимән. Сән әнди Бәйтәлгә берип, у йәрдә туруп қал вә Мән үчүн бир қурванлиқ суписини яса, — деди.
2Бу чағда Яқуп өз аилисидикиләргә вә униң билән биллә туруват­қанларға:
— Силәр бутлириңларни ташлаветип, өзәңларни паклап пакиз кийимләрни кийиңлар. 3Биз бу йәрдин кетип, Бәйтәл шәһиригә бари­миз. Мән у йәрдә Худаға атап бир қурванлиқ суписини ясимақ­чимән. Чүнки мән қийинчилиққа учрап, мусапир болуп жүргән вақтимда, Худа маңа ярдәм қилип, маңа яр болған еди, — деди.
4Буниң билән улар пүтүн бутлирини вә қулиғидики һалқиларни Яқупқа тапшурди. Яқуп бу нәрсиләрни Шәкәм шәһиригә йеқин җайдики емән дәриғиниң түвигә көмүп қойди.
5Яқуп вә униң оғуллири йолға чиққан вақитта, Худа әтраптики шәһәрләрниң хәлиқлиригә қорқунуч селип, уларниң кәйнидин қоғлаш­қа җүръәт қилалмайдиған қилип қойди. 6Яқуп пүтүн аилисидикиләр билән Қанан райониниң Луз дегән йеригә, йәни һазир Бәйтәл дәп атилидиған җайға йетип кәлди. 7Яқуп у йәрдә бир қурванлиқ суписини ясап, у йәрни Әл-Бәйтәл #35:7 Әл-Бәйтәл — «Бәйтәлдики Худа» дегән мәнани билдүриду. дәп атиди. Чүнки у акисидин қечип Һаранға маңғанда, Худа у йәрдә униңға көрүнгән еди.
8Бәйтәлгә кәлгәндин кейин, Рибәқаниң баққан аниси Дебора вапат болди. У Бәйтәлниң җәнубидики чоң бир емән дәриғиниң түвигә дәпнә қилинди. У дәрәқ Аллон-Бақут #35:8 Аллон-Бақут — «көз йеши дәриғи» дегән мәнани билдүриду. дәп аталди.
Худаниң Яқупниң исмини тәкрарлиши
9Яқуп Паддан-Аррам районидин Бәйтәлгә қайтип кәлгәндин кейин, Худа униңға йәнә көрүнүп, бәхит ата қилип:
10— Буниңдин кейин Яқуп әмәс, Исраил атилисән, — деди.
Шуниң билән Худа униң исмини Исраилға өзгәрткәнлигини тәкрарлиди. 11Худа униңға:
— Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән нурғун әвлат тепип көпәйгин. Нурғун хәлиқләр сениң нәслиңдин барлиққа келиду. Сән нурғун падишаларниң бовиси болисән. 12Мән Ибраһимға вә Исһаққа вәдә қилип бәрмәкчи болған зиминни саңа вә сениң әвлатлириңғиму тәғдим қилимән, — деди.
13Худа бу сөзни қилип болуп, Яқуп билән сөзләшкән йәрдин кәтти. 14Яқуп Худа өзигә сөзлигән җайда бир хатирә таш тиклиди. Униң үстигә Худаға атап шарап вә яғ қуйди. 15У Худа өзигә көрүнгән бу җайни Бәйтәл #35:15 Бәйтәл — «Худаниң өйи» дегән мәнани билдүриду. дәп атиди.
Раһиләниң туғутта өлүп кетиши
16Яқуп вә аилисидикиләр Бәйтәлдин йолға чиқип, Әфрата шәһиригә аз қалғанда, Раһиләниң толғиғи тутуп, туғути қийин болди. 17Толғақ чидиғусиз қаттиқ кәлгәндә, туғут аниси униңға:
— Қорқма, йәнә бир оғул туғисән, — деди.
18Униң җени тумшуғиға келип, нәпәси тохтай дегәндә, балисиға Бинъони #35:18 Бинъони — «қайғулуқ оғлум» дегән мәнани билдүриду. дәп исим қойди. Балиниң дадиси болса, униңға Бинямин #35:18 Бинямин — «амәтлик бала» дегән мәнани билдүриду. дәп исим қойди.
19Раһилә вапат болуп, Әфратаға, йәни һазир Бәйтләһәм дәп атилидиған шәһәргә маңидиған йолниң бойиға дәпнә қилинди. 20Яқуп Раһиләниң қәбриниң үстигә бир хатирә таш қойған еди, бу таш һазирғичә бар. 21Андин Исраил (Яқуп) өз сәпирини давамлаштуруп, Мигдал-Едир дегән йәрдин өтүп чедирини тикти.
Яқупниң оғуллири
22Исраил у йәрдә турған вақтида, униң тунҗа оғли Рубен атисиниң кичик хотуни Билһа билән бир орунда йетип, бузуқчилиқ қилди. Исраил буниңдин хәвәр тапти.
Яқупниң он икки оғли болуп, 23Леяһтин туғулғанлири: тунҗа оғли Рубен, андин Шимон, Лавий, Йәһуда, Иссакар вә Зәбулунлардур. 24Раһиләдин туғулғанлири: Йүсүп вә Биняминдур. 25Раһиләниң қиз хизмәткари Билһадин туғулғанлири: Дан вә Нафталидур. 26Леяһниң қиз хизмәткари Зилпадин туғулғанлири болса: Гад вә Ашердур. Бу оғулларниң һәммиси Паддан-Аррамда туғулған еди.
Исһақниң аләмдин өтүши
27Яқуп атиси Исһақниң йениға, йәни Мамрә дегән йәргә кәлди. Мамрә болса Кириат-Арба, йәни Һибронниң йенида болуп, бу дәл Ибраһим билән Исһақ турған җай еди. 28Исһақ йүз сәксән яш өмүр сүрди. 29У узақ өмүр сүрүп, әҗдатлириниң қешиға кәтти. Уни оғуллири Әсав билән Яқуп дәпнә қилди.

လက္ရွိေရြးခ်ယ္ထားမွု

Аләмниң яритилиши 35: HZUTCYR

အေရာင္မွတ္ခ်က္

မၽွေဝရန္

ကူးယူ

None

မိမိစက္ကိရိယာအားလုံးတြင္ မိမိအေရာင္ခ်ယ္ေသာအရာမ်ားကို သိမ္းဆည္းထားလိုပါသလား။ စာရင္းသြင္းပါ (သို႔) အေကာင့္ဝင္လိုက္ပါ