Мисирдин чиқиш 2
2
Мусаниң дунияға келиши
1Исраилларниң лавий қәбилисидики бир киши өз қәбилисидин болған бирсигә некаланди. 2Аяли һамилдар болуп бир оғул туғди. Ана бовақниң чирайлиқ екәнлигини көрүп, уни үч ай йошурун сақлиди. 3У балини зади йошуралмайдиған йәргә кәлгәндә, қомучтин бир севәт тоқуп, уни мом вә лай билән сугап, су өтмәс қилди вә балини севәткә селип, андин севәтни Нил дәрияси бойидики қомучлуққа апирип, йошурунчә суға қоювәтти. 4Балиниң һәдиси қандақ әһвал йүз беридикән дәп, жирақтин севәтни күзитип турди.
5Падишаниң қизи дәрия бойиға суға чөмүлгили кәлди. Униң кенизәклири дәрия бойида сәйлә қилишқа башлиди. Туюқсиз, мәликә қомучлуқта бир севәтниң турғинини көрүп қалдидә, елип келиш үчүн хас кенизигини әвәтти. 6Мәликә севәтни ечип, бир оғул бовақниң жиғлап ятқинини көрди. Мәликә униңға ич ағритип:
— Бу чоқум бир ибранийниң бовиғи, — деди.
7Бу чағда бовақниң һәдиси келип, мәликигә:
— Мән берип, ибранийлар арисидин сиз үчүн бовақни емитидиған бир аял тепип келәйму? — дәп сориди.
8Мәликә:
— Мақул, барғин, — деди. У берип, бовақниң өз анисини чақирип кәлди. 9Мәликә бу аялға:
— Бовақни өйүңгә елип кетип, мән үчүн емит. Иш һәққиңни беримән, — деди. Буниң билән аял бовақни өйигә елип кетип емитти. 10Бала хелә чоң болғанда, аниси уни мәликиниң алдиға елип барди. Мәликә уни өз оғли қилип беқивалди вә: «Мән уни судин тартип чиқиривалған», дәп униңға Муса #2:10 Муса — ибраний тилидики «тартип чиқириш» дегән сөз билән аһаңдаш. дегән исимни қойди.
Мусаниң Мидиян дөлитигә қечип кетиши
11Муса чоң болғандин кейин, ибраний қериндашлирини йоқлап берип, уларниң еғир әмгәкләргә селиниватқанлиғини өз көзи билән көрди. Арида у бир мисирлиқниң ибраний қериндашлиридин бирини уруватқанлиғини көрүп, 12әтрапиға қарап: «Башқа адәмләр йоққу», дәп ойлап, һелиқи мисирлиқни өлтүрүп, өлүгини қумға көмүвәтти. 13Әтиси Муса йәнә сиртқа чиқип, икки исраилниң бир-бири билән урушуватқанлиғини көрди. У йолсизлиқ қилған биригә:
— Немишкә өз қериндишиңни урисән? — деди.
14Һелиқи киши:
— Ким сени бизгә башлиқ яки сорақчи болсун дәпту?! Сән һелиқи мисирлиқни өлтүргиниңдәк әнди мениму өлтүрмәкчиму? — деди. Муса бу гәпни аңлап қорқуп қалди. У ичидә: «Мениң қилған ишимни башқилар җәзмән билип қапту», дәп ойлиди.
15Падиша бу иштин хәвәр тепип, Мусани өлтүрмәкчи болди. Бирақ Муса униңдин қечип, Мидиян дегән дөләткә барди.
Бир күни у бир қудуқниң йениға келип олтарди. 16Мидияндики бир роһанийниң йәттә қизи бар еди. Улар дайим атисиниң қойлирини суғириш үчүн бу қудуқ бешиға келип, су тартип, оқурларни толтурушатти. 17Бундақ вақитларда бир қанчә падичи келип, уларни қоғливетәтти. Бу қетим болса, Муса уларни қоғдиди вә уларға ярдәмлишип су тартип бәрди. 18Улар атиси Рәулниң йениға қайтип барғинида, атиси улардин:
— Бүгүн һәҗәп бурунла қайтип кәпсиләрғу? — дәп сориди. 19Улар:
— Бир мисирлиқ бизни падичиларниң бозәк қилишидин қутулдурди, һәтта биз үчүн су тартип, қойлиримизни суғирип бәрди, — дәп җавап беришти.
20Атиси қизлириға:
— У қәйәрдә қалди? Уни сиртта ташлап кәлгиниңлар немиси? Уни биз билән биллә тамақ йейишкә чақирип келиңлар, — деди.
21Муса Рәулниң тәкливини қобул қилди вә уларниң йенида туруп қалди. Рәул қизи Зипорәни униңға хотунлуққа бәрди. 22Зипорә бир оғул туғди. Муса: «Мән яқа жуттики бир мусапир едим», дәп балиға Гәршом #2:22 Гәршом — «у йәрдә яқа жутлуқ» дегән сөз билән аһаңдаш. дегән исимни қойди.
23Аридин узун жиллар өткәндин кейин, Мисир падишасиму өлди. Исраиллар йәнила еғир әмгәкләрдин қаттиқ азап чекип, Худадин ярдәм тиләп, налә-пәрият көтиришти. Уларниң налә-пәрият авази Худаға йәтти. 24Худа уларниң налә-пәриятлирини аңлап, Өзиниң уларниң әҗдатлиридин болған Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән түзгән келишимини есигә алди. 25У исраилларниң ечинишлиқ һалитини көрүп, уларға интайин ич ағритти.
လက္ရွိေရြးခ်ယ္ထားမွု
Мисирдин чиқиш 2: HZUTCYR
အေရာင္မွတ္ခ်က္
မၽွေဝရန္
ကူးယူ

မိမိစက္ကိရိယာအားလုံးတြင္ မိမိအေရာင္ခ်ယ္ေသာအရာမ်ားကို သိမ္းဆည္းထားလိုပါသလား။ စာရင္းသြင္းပါ (သို႔) အေကာင့္ဝင္လိုက္ပါ
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

: