Йүсүпкә бәхит тиләп, мундақ дуа қилди:
«Бовилирим Ибраһим билән Исһақ йеқин әгәшкән Худа
Бу икки нәврәмни бәхитлик қилғай.
Мени бүгүнгичә йетәкләп кәлгән Худа
Уларға бәхит ата қилғай.
Мени пүтүн бала-қазалардин қутқузған периштә
Уларға бәхит ата қилғай.
Мениң намим, ата-бовам Ибраһим билән Исһақниң нами
Бу балилар арқилиқ мәңгү давамлашқай.
Улар нурғун әвлатлиқ болуп, йәр йүзидә гүлләп яшниғай».