YouVersion Logo
Search Icon

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 12

12
Гунакар аялниң һәзрити Әйсани әтирлиши
1«Өтүп кетиш» һейтидин алтә күн илгири һәзрити Әйса Өзи өлүмдин тирилдүргән Лазар турған җай — Бәйтанияға кәлди. 2У йәрдә Униңға зияпәт берилди, Марта у йәрдә меһманларни күтүвататти. Лазар һәзрити Әйса билән һәмдәстихан болғанлардин бири еди. 3Мәрийәм сап сумбулдин ясалған интайин қиммәт баһалиқ әтирдин бир қадақ әкелип, һәзрити Әйсаниң путлириға қуйди вә чачлири билән әтирни Униң путлириға сүрди. Өй әтирниң хуш пуриғи билән толди. 4Лекин һәзрити Әйсаниң шагиртлиридин бири, йәни кейин Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһуда Ишқарийот:
5— Бу әтирниң қиммити бир адәмниң жиллиқ киримгә тәң кели­дикән! Немишкә бу әтир сетилип, пули кәмбәғәлләргә берилмиди? — деди.
6Бу сөзни у кәмбәғәлләргә көңүл бөлидиғанлиғи үчүн әмәс, оғри болғанлиғи үчүн дегән еди. У шагиртларниң ортақ пулини башқу­ратти вә оғрилап хәшләтти.
7— Аялниң ихтияриға қоюп бәр, — деди һәзрити Әйса, — у бу арқи­лиқ Мениң дәпнә қилинидиған күнүмгә тәйярлиқ қиливатиду. 8Кәмбәғәлләр һәр дайим араңларда, лекин Мән һәр дайим араңларда болмаймән.
Алий роһанийларниң Лазарни өлтүрүш сүйиқәсти
9Зор бир түркүм йәһудийлар һәзрити Әйсаниң Бәйтанияда екәнли­гини аңлиди вә ялғуз һәзрити Әйсани әмәс, У өлүмдин тирилдүргән Лазарниму көрүш үчүн у йәргә кәлди. 10Алий роһанийлар болса, Лазарниму өлтүрүшни қәстлиди. 11Чүнки униң сәвәвидин нурғун йәһудийлар улардин үз өрүп, һәзрити Әйсаға ишинивататти.
Шәрәп билән Йерусалимға кириш
12Әтиси «Өтүп кетиш» һейтини өткүзүшкә кәлгән зор бир түркүм халайиқ һәзрити Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлиди. 13Улар қоллириға хорма шахлирини тутушқан һалда Уни қарши алғили чиқишти вә «Худаға шүкүр! Пәрвәрдигарниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун! Исраилларниң Падишасиға мубарәк болсун!» — дәп вақирашти.
14Һәзрити Әйса бир тәхәй тепип минди. Бу ишни Зәкәрия пәйғәм­бәр хелә бурун алдин-ала ейтип, мундақ язған еди:
15«Әй Йерусалим хәлқи, әнди қорқмаңлар! Мана Падишариңлар тәхәй минип келиватиду».
16Униң шагиртлири у чағда буни чүшәнмигән еди, лекин һәзрити Әйса өлүмдин тирилиш вә асманға чиқиш билән улуқланғандин кейин, Зәкәрия пәйғәмбәр язған бу сөзләрни һәм бу иш дәл пәйғәм­бәр алдин-ала ейтқандәк болуп чиққанлиғини тонуп йәтти.
17Һәзрити Әйсаниң Лазарни йәрлигидин чақирип тирилдүргән­лигини көргән кишиләр бу мөҗүзә тоғрисида башқиларға тохти­мас­тин хәвәр қилди. 18Халайиқ һәзрити Әйсаниң яратқан бу мөҗүзисини аңлиғачқа, Уни қарши алғили чиқишти. 19Пәрисийләр болса, бир-биригә:
— Қараңлар, бизниң қилғинимиз бекар кәтти! Мана әнди пүтүн дуния Униңға әгишип кәтмәктә! — дейишти.
Грекларниң һәзрити Әйса билән көрүшүшни тәләп қилиши
20«Өтүп кетиш» һейтида Йерусалимға ибадәт қилғили кәлгәнләр ичидә йәһудий диниға киргән бәзи грекларму бар еди. 21Булар Җәли­лийә­­ниң Бәйтсайда йезисидин болған Филипниң йениға келип:
— Җанаплири, биз һәзрити Әйса билән көрүшмәкчидуқ, — дәп тәләп қилишти.
22Филип берип буни Әндәргә мәлум қилди. Андин улар иккиси һәзрити Әйсаға хәвәр қилди.
23Һәзрити Әйса мундақ деди:
— Инсан Оғлиниң шан-шәрәпкә егә болидиған вақит-саати йеқин­лишип қалди. 24Билип қоюңларки, буғдай дени топиға ташли­нип өлмигичә, йәнила бир тал дан пети туриду. Өлсә, бих чиқирип, көп һосул бериду. 25Һаятини айиғанлар униңдин мәһрум болиду, лекин бу дунияда һаятини айимиғанлар уни мәңгү сақлалайду. 26Кимду-ким Маңа хизмәт қилишни халиса, Маңа әгәшсун. Мән қәйәрдә болсам, Мениң чакирим шу йәрдә болиду. Маңа хизмәт қилғучиларни асман­дики Атам һөрмәтләйду.
Һәзрити Әйсаниң Өз өлүми тоғрисида ейтқанлири
27— Һазир көңлүм қаттиқ азаплиниватиду. Буниңға немә дейишим керәк? «Ата, Мени келидиған азап-оқубәтлик вақит-сааттин қутқуз!» дәйму? Яқ! Мән шу вақит-саатни бешимдин өткүзүш үчүн кәлдим. 28Ата, улуқлуғуңни көрсәткин!
Шу вақитта асмандин бир аваз аңланди:
— Улуқлуғумни көрсәттим вә йәнә көрситимән.
29Шу мәйдандики буни аңлиған халайиқ:
— Һава гүлдүрлиди, — дейишти.
Йәнә бәзиләр болса:
— Бир периштә Униңға гәп қилди, — дейишти.
Бирақ һәзрити Әйса:
30— Бу сөзләр Мени дәп әмәс, силәрни дәп ейтилған. 31Бу дуния әнди сораққа тартилиду. Бу дунияниң һөкүмдари — шәйтанму әнди ағдурулиду. 32Мән йәрдин көтирилгинимдә, пүткүл инсанларни Өзәмгә җәлип қилимән, — деди. 33(У буни дейиш арқилиқ Өзиниң қандақ өлидиғанлиғини уқтурди.)
34Халайиқ бу гәпләрни чүшәнмәй, һәзрити Әйсадин:
— Муқәддәс Язмиларда: «Қутқазғучи-Мәсиһ өлмәй, мәңгү һаят яшайду», дейилгән турса, Сиз қандақсигә «Инсан Оғли көтирилиши керәк», дәп дәләләйсиз?! Инсан Оғли зади Ким болиду? — дәп сориди.
35— Нурниң араңларда чақнайдиған вақти узун әмәстур. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, Нур бар вақтида давам­лиқ меңиңлар. Қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиват­қан­лиғини билмәйду. 36Шуңлашқа Нур араңларда бар вақитта Униңға ишиниңлар. Буниң билән Нурниң пәрзәнтлири болисиләр, — деди һәзрити Әйса.
Йәһудийларниң тәрсалиғи
Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, халайиқтин кетип, йошурунувалди. 37Гәрчә У халайиқниң көз алдида шунчә мөҗүзә көрсәткән болсиму, улар Униңға ишәнмиди. 38Бу әһвал дәл Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисида алдин-ала көрситилгәндәк чиқти:
«Әй Пәрвәрдигар, биз йәткүзгән сөзләргә ким ишәнди?
Сениң күч-қудритиң кимгә аян болди?»
39-40Халайиқ һәзрити Әйсаға ишинәлмиди. Буниң сәвәвини Йәшая пәйғәмбәр алдин-ала чүшәндүрүп бәргән еди:
«Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор қилди, қәлбини қатурди. Униң нәтиҗисидә уларниң көзлири көрмәс, қәлби сәзмәс болуп қалди.
‹Улар гуналириға товва қилип, Маңа қайтишни халимайду. Халисиди, мән уларни сақайтаттим ›, дәйду Худа».
41Йәшая пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң улуқлуғини көргәнлиги үчүн, бу сөзләрни Униңға қарита алдин-ала ейтқан еди.
42Һалбуки, нурғунлиған кишиләр, һәтта йәһудий ақсақаллириму һәзрити Әйсаға ишәнди. Лекин улар өзлириниң пәрисийләр тәрипи­дин ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн, ишәнгәнлигини ашкарилимиди. 43Буниң сәвәви, улар инсандин кели­диған махташни Худадин келидиған махташтинму яхши көрәтти.
44Һәзрити Әйса жуқури аваз билән мундақ деди:
— Маңа ишәнгәнләр Маңила әмәс, Мени Әвәткүчигә ишәнгән болиду. 45Мени көргәнләр Мени Әвәткүчиниму көргән болиду. 46Мән Маңа ишәнгәнләр қараңғулуқта қалмисун, дәп дунияға нур болуп кәлдим. 47Сөзлиримни аңлап, сөзлиримгә әмәл қилмиғанларни сорақ­қа тартмаймән, чүнки Мән инсанларни сораққа тартқили әмәс, бәлки уларни қутқузғили кәлдим. 48Бирақ Мени рәт қилғанларни вә сөзли­римни қобул қилмиғанларни сораққа тартқучи бар. У болсиму ейтқан сөзлирим болуп, қиямәт күни кишиләрни сораққа тартиду. 49Чүнки Мән Өзлүгүмдин сөзлигиним йоқ. Немини сөзлишим вә қандақ сөзлишим керәклигини Мени әвәткән Атам Маңа буйриди. 50Униң буйруғиниң мәңгүлүк һаят елип келидиғанлиғини билимән. Шуңа немини сөзлисәм, Худа Атамниң Маңа буйруғинидәк сөзләймән.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in

YouVersion uses cookies to personalize your experience. By using our website, you accept our use of cookies as described in our Privacy Policy